Қирғизистан даирилири түрмидики топилаңларни бастурди
2005.11.02
Қирғизистан президенти қурманбек бақийеф чаршәнбә күни қирғизистан даирилириниң түрмиләрдә йүз бәргән топилаңларни қорал күчи билән бастурушини ақлиди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, қирғизистан түрмилиридики топилаң, бир парламент әзасиниң өлтүрүлүшигә четишлиқ дәп қаралған 28 мәһбусни йөткәш җәрянида келип чиққан. Кейин бу топилаң қирғизистандики барлиқ түрмиләргә тезлик билән кеңәйгән.
Қирғизистан алаһидә һәрикәт қисимлири сәйшәнбә күни бироний танкиларниң һимайисидә, топилаңларни бастурған. Бу җәрянда, молдовановка түрмисидә икки мәһбус, бешкәкниң сиртидики 31 - номурлуқ түрмидә йәнә икки мәһбус өлгән. Һөкүмәт даирилири йәнә нурғун қоралларни олҗиға алған.
Президент қурманбек бақийеф, сақчиларниң сәйшәнбә күнидики һәрикитиниң һөкүмәтниң вәзийәтни контрол қилишта муһим рол ойниғанлиқини билдүрди. У йәнә, түрмиләрдики бу хил қалаймиқанчилиқларниң келип чиқишида сабиқ ақайеф һөкүмитиниң мәсолийити чоңлиқини көрсәтти.
Бу арида,қирғизистан түрмә сестимисиниң мәсоли капар муқайеф,дөләттики барлиқ түрминиң нөвәттә һөкүмәт контроллиқида икәнликини һәмдә мәһбусларға қоллиридики қораллирини тапшуруш һәққидә буйруқ чүшүрүлгәнликини билдүрди.
Хәвәрдә ейтилишичә, сәйшәнбә күнидики тоқунуш, қирғизистанниң йеңи рәһбәрлириниң техи дөләттә қанун вә тәртипни орниталмиғанлиқини көрситидикән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлиридин өз қәрзини қайтуруп беришни тәләп қилмақта
- Қирғизистан парламенти йиғин чақирип нөвәттики вәзийитини музакирә қилди
- Қирғизистандики вәзийәт җиддиләшмәктә
- Қирғизистанда намайиш йүз бәрди
- Қирғизистан, парламент әзасиниң түрмидә етип өлтүрүлүш вәқәсини тәкшүрмәктә