Қирғизистан америкиға манас һава армийә базисини тақаш тоғрисида тәһдит салди


2006.05.30

Қирғизистан баш министири филикс қулоф сәйшәнбә күни қирғизистан һөкүмити америкидин манас һава армийә базиси үчүн тәләп қилған иҗарә һәққини алалмиса, һава армийә базисини тақаш еһтималлиқи барлиқини билдүрди. Америка билән қирғизистан манас һава армийә базисиниң йиллиқ иҗра һәққи тоғрисида талаш тартиш қилишмақта.

Филикс қулоф, мәзкур база " террорчилиққа қарши уруш давам қилған җәрян ичидә мәвҗут болуп турса вә афғанистан вәзийити оңшалғичә мәвҗут болуп турса болиду" дәп тәкитлигән. Баш министир қулоф юқириқи сөзләрни америкиниң бир вәкилләр өмики қирғизистан һөкүмити билән манас һава армийә базисиниң иҗарә һәққини өстүрүш мәсилиси бойичә сөһбәт елип бериливатқан бир чағда елан қилди. Президент қурманбәг бақийеф әгәр америка қирғизистан билән пәйшәнбә күнгичә манас һава армийә базисиниң иҗарә һәққини өстүрүп бериш мәсилисидә келишим һасил қилмиса, америка қисимлириниң қирғизистандин чиқип кетишни тәләп қилимиз, дәп тәһдит салған.

Қирғизистан 2001 - йили 11 - сентәбир вәқәсидин кейин , америка қисимлирини һава армийә базиси билән тәминләшкә башлиған. Бақийеф һөкүмити америкиниң манас һава армийә базиси үчүн қирғизистанға йилда 200 милйон доллар иҗарә һәққи төлишини тәләп қилмақта. Лекин бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, америка тәрәп иҗарә һәққини көпәйтишни халисиму, лекин қирғизистан тәләп қилған иҗарә соммисини қобул қилишни рәт қилған.

Өзбекистан һөкүмити өткән йили америкиниң ханабад һава армийә базисидики қисимлирини елип чиқип кетишни тәләп қилғандин кейин, манас һава армийә базисиниң әһмийити техиму күчәйди. Қирғизистан тәрәпниң әскәртишичә , икки тәрәп пәйшәнбә күнгичә келишм һасил қилиши мумкин. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.