Қирғизистан даирилири мусулман диний затларниң паалийитини контрол қилишни қарар қилди
2006.08.31
Қирғизистан дөләт бихәтәрлик органлири, қирғизистандики мусулман диний затларниң паалийәтлирини қаттиқ контрол қилишни қарар қилди.
Русийә мәтбуатида чиққан хәвәрләргә қариғанда, қирғизистан бихәтәрлик кеңиши, қирғизистандики мусулманларниң диний паалийити үстидики контроллиқини күчәйтиш үчүн мәхсус бир пилан тәйярлиған. Хәвәрдә ейтилишичә, бу пиланға асасән, һөкүмәтниң бундин кейин болупму қирғизистанниң җәнубидики ош, җалалабад вә баткен районлирида яшаватқан яки бурун бу районда яшиған уйғур вә өзбек диний затларниң паалийәтлирини йеқиндин күзитидикән.
Қирғизистан бихәтәрлик кеңиши тәрипидин түзүлгән мәзкур пиланда йәнә, қирғизистандики диний мәктәпләрниң дәрс программилири, мәсчитләрдә имамларниң сөзлири вә беридиған вәзлирини қаттиқ контрол қилиш, диний затларниң чәтәллик содигәрләр болупму пакистан, иран, түркийә әнгилийә қатарлиқ дөләтләрдики һәмдә әрәп дөләтлиридики содигәрләр билән бирлишип тиҗарәт қилишни чәкләш, чәтәлләрдики диний мәктәпләрдә болупму, сәудий әрәбистан, кувәйт, пакистан вә мисир қатарлиқ дөләтләрдә оқиған, 35 яштин кечик кишиләрниң һәрикәтлирини йеқиндин көзитиш қатарлиқ тәдбирләр оттуриға қоюлған.
Қирғизистан мәтбуатида, қирғизистандики диний затларниң радикал ислам тәшкилатлири билән алақиси барлиқи тоғрисида хәвәрләр чиққан иди.
Қирғизистан һөкүмити йеқинда, қирғизистанниң җәнубий районидики диний гуруппиларға қарши бир тазилаш һәрикити елип барған. Һөкүмәтниң бу тазилаш һәрикити қирғизистандики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған болуп, кишилик һоқуқ тәшкилатлири қирғизистан бихәтәрлик қисимлирини өзбекистан бихәтәрлик қисимлири билән бирликтә елип барған һәрикити җәрянида, бигунаһ пуқраларни халиғиничә тутуп, қийниған дәп, әйиблигән. Улар һөкүмәтниң бу һәрикити қирғизистанда етник бир тоқунушни кәлтүрүп чиқиши мумкин дәп, агаһландурған иди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан һөкүмити, ош районидики исламчиларни тәслим болушқа чақирди
- Қирғиз өктичилири һөкүмитиниң тазилаш һәрикитини әйиблиди
- Бешкектики өктичиләр һөкүмәткә наразлиқ билдүрди
- Қирғизистанда җумһурийәтлик хәлқ қурултийи йиғини чақирилди
- Қурманбек бақийев бу йил йерим йиллиқ хизмитидин һесабат доклати бәрди