Қирғиз өктичи тәшкилатлири қирғизистанда сияси ислаһат елип беришни тәләп қилди


2006.09.18

Қирғиз өктичи тәшкилатлири қирғизистанда асаси қанун ислаһати елип бериш вә президент қурманбек бақийевниң икки инисини вәзиписидин елип ташлашни тәләп қилди.

Қирғизистан өктичи гуруһлар йәкшәнбә күни йиғилиш өткүзүп, әгәр президент қурманбек бақийев бир айғичә өктичи гуруһларниң тәлипини орундимиса, бақийевниң истипа беришини тәләп қилидиғанлиқини җакарлиған.

Президент бақийевниң иниси вә қирғизистан дөләт бихәтәрлик идарисиниң муавин башлиқи җанибек бақийев, өктичиләр рәһбири өмүрбек тәкәбайевниң сомкисиға хероин тиқип қоюш вәқәси билән четилип қалған вә бу вәқә җанибек бақийевниң вәзиписидин елип ташлинишини кәлтүрүп чиқарған иди.

Өктичи гуруһлар йәкшәнбә күни бақийевни өз нәпсигә чоғ тартиш вә хиянәтчилик билән әйипләп, униң хитай вә берлинда қирғизистан баш әлчиси болуп вәзипә өтәйдиған икки инисиниң һөкмәт хизмитидин нйирақлаштурулушини тәләп қилди. Шуниң билән биргә улар бақийевниң асаси қанун ислаһати елип бериш тоғрисида бәргән вәдисигә әмәл қилишни, һөкүмәт вә дөләт мәҗлисигә техиму чоң һоқуқ беришни оттуриға қойди.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бақийевниң баянатчиси клара кабилова, өктичиләрниң тәлипи " бирқанчә қанун чиқарғучи" тәрипидин оттуриға қоюлған, шуңа бу хәлқниң тәлипи, дәп қаралмайдиғанлиқини билдүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.