Қирғизистанда тәшкиллик җинайәтчилик йәнила күчәймәктә

Қирғизистанда тәшкиллик җинайәтчилик йәнила әвҗи алмақта. Гәрчә йеңи һөкүмәт җинайи һәрикәтләргә зәрбә берип, җәмийәт аманлиқини яхшилайдиғанлиққа вәдә бәргән болсиму, бирақ һазирғичә буниң үнүминиң йетәрлик дәриҗидә яхши болмиғанлиқи билдүрүлмәктә.

Қирғизстандики ихтияри мухбиримиз турсун исламниң учур беришичә, йәнә 15-октәбир күни қирғизистанниң җәнубидики ош шәһәрлик кеңәш әзаси, өзбек җәмийитиниң рәиси айбәк алимҗаноп өлтүрүлгән. Бу вәқә қирғизистан рәһбәрлириниң диққитини йәнә бир қетим тәшкиллик җинайәтчиликкә зәрбә беришкә бурашқа сәвәб болмақта.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org