Қирғизистанда өктичиләр призидент бақийефниң тәхттин чүшүшини тәләп қилди


2006.11.02

Қирғизистандики өктичи горуһ вә партийиләрниң әзалири, қирғизистанниң пайтәхти бешкәктә наразилиқ намайиши өткүзүп, қурманбек бақейифниң вәзиписидин истипа беришини тәләп қилди.

Франсийә агентлиқиниң пәйшәнбә күни бәргән хәвиридин мәлум болушичә, бақейиф сөз қилип, өктичиләрниң , призидентлиқ һоқуқ даириси ичидики бир қисим һоқуқларни парламентта ислаһ қилиш тәлипини рәт қилған.

Бақейифниң ейтишичә, һоқуқ түзүлмисини ислаһ қилиш пикирини көп вақит сәрип қилип, тәтқиқ қилишқа тоғра келидикән, шуңа у өктичи күчләрниң дәрһал намайишни тохтитип, сөһбәт үстилигә қайта келишини тәшәббүс қилди.

Намайишчилар, пәйшәнбә күни әтигәндә бешкәк шәһиригә йиғилған болуп, қирғизистан даирилири аманлиқ сақчилирини шәһәр ичигә чарлашқа қоювәткән, вәзийәтни көзәткүчиләрниң билдүрүшчә, сақчилар билән намйишчилар оттурисида тоқунуш йүз бериш еһтималлиқи наһайити чоң икән.

Бақейиф вәзипигә тәйинләнгән бир йерим йилдин буян, хәлқниң наразилиқи күчәймәктә, хәлқ бақейиф һөкүмитиниң чирикликкә қаттиқ зәрбә бәрмәйватқанлиқи, шуниңдәк демократик принсип буйичә башқуруш елип бармайватқанлиқи сәвәбидин изчил түрдә наразилиқ билдүрмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда, бешкәктики асаслиқ мәйданға 10 миңдин 30 миңға қәдәр адәм йиғилған болуп, нөвәттә вәзийәт 2005 ‏- йили 3 ‏- айда йүз бәргән " лалә инқилави" ға охшаш, сабиқ призидент ақайифни тәхттин чүшүрүш һәрикитигә охшап қалған. Намайишчилар, чәтәл мухбирлириға "бақейиф тәҗирибә - савақларни йәкүнлимиди" дегән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.