Қирғизистан һөкүмити өктичиләрни сияси өзгүрүш қозғимақчи, дәп әйиплиди


2006.11.03

Қирғизистан пайтәхти бешкәктә өктичи партийиләрниң нәччә миң кишилик һөкүмәткә қарши намайиш җүмә күни 2 - күнигә кирди. Қирғизистан даирилири өктичиләрни һөкүмәткә қарши сияси өзгүрүш қозғимақчи, дәп әйиплимәктә.

Қирғизистан баш министири фликис қулов җүмә күни парламент йиғинида өктичи партийә рәһбәрлирини һөкүмәт биналири вә дөләт телевизийә истансисини тартивелишни пиланлиған, дәп әйипләп, буниңға йол қоймайдиғанлиқини агаһландурди. У, парламент йиғинида өктичи партийә рәһбәрлириниң һөкүмәт бинаси вә дөләт телевизийә истансисини тартивелиш пиланиға даир бир үн алғу линтисини қойған. Өктичи партийиләр болса бақийев һөкүмити қирғизистанда сияси ислаһат елип бериш вә асаси қанунни өзгәртиш тоғрисидики вәдисигә вапа қилмиди, дәп әйиплимәктә.

Президент бақийев қирғизистан радиосида сөзлигән нутуқида бу вәқә"өктичиләрниң асаси қанунға қизиқмайдиғанлиқини йәнә бир қетим испатлап, һакимийәтни зорлуқ күчкә тайинип тартивалмақчи боливатқанлиқини көрсәтти," дәйду.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җүмә күни бир қисим өктичи партийә рәһбәрлири қирғизистан дөләт телевизийә истансисиға бесип кирип, телевизорда сөзләшни тәләп қилған болсиму, лекин кейинчә бу пиланидин ваз кәчкән. Нөвәттә бешкәктики мәркизи мәйданда 3000 намайишчи чидир тикип намайиш қилмақта.

Ислаһатчилар рәһбири азимбек бекнәзәров, " конкирит һәрикәт қилидиған вақит" ниң йетип кәлгәнликини билдүргән. Өктичиләр рәһбири тәкәбайев болса " қирғизистан рәһбәрлирини тинч йолда истипаберишкә мәҗбурлайдиғанлиқини билдүрди. Қирғизистан вәзийити 2005 - йили президент ақайев ағдурулғандин бери сияси давалғуш ичидә өтмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.