Қирғизистан президенти өктичиләрниң бәзи тәләплирини қобул қилди
2006.11.06
Қирғизистан президенти қурманбег бақийев дүшәнбә күни өктичи гуруһларниң бәзи тәләплирини қобул қилидиғанлиқини билдүргән. Дүшәнбә күни өктичи гуруһлар бешкәк шәһиридики мәркизи чоң мәйданда елип бериватқан намайиш 5 - күнигә кирди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 10 миң кишилик намайишчилар қошуни бақийевниң ишханиси алдида йиғилиш өткүзгән шундақла қирғизистан парламентидики 31 нәпәр өктичи парламент әзаси бақийевниң асаси қанун ислаһат лайиһисини мувапиқйәтлик һалда тосап қалғандин кейин, президент бақийев өктичиләрниң бәзи тәләплирини қобул қилған.
Өктичи рәһбәрләрниң бири азимбег бәкнәзаровниң әскәртишичә, бақийевниң ислаһат лайиһисидә парламент вә һөкүмәтниң һоқуқи кеңәйтилмигән. Лекин өктичи парламент әзаси өмүрбег бабанов, намайишниң бақийев вәзиписидин истипа бәргүчә давамлишидиғанлиқини билдүргән.
Намайишчилар, бақийевниң президент һоқуқини қисқартиш, парламент вә һөкүмәткә техиму чоң һоқуқ бериш тоғрисидики вәдисини орундимиғанлиқини әскәртмәктә. Хәвәрләргә қариғанда бақийевни президент ишханиси ақ өйни қоғдаватқан бәзи сақчилар намайишчилар тәрәпкә өтуп, "хәлқ билән қаршилашмайдиғанлиқини" ипадилигән. Бақийев, өктичиләр рәһбәрлири билән көрүшүп, уларниң тәләплирини музакирә қилған.
Көрүшүштин кейин өктичи күчләр рәһбири алмазбек атамбайев, бақийевниң асаси қанун ислаһати елип бериш, йеңи һөкүмәт қуруш, дөләт телевизийисини аммиви қаналға айландуруш, ичкири ишлар министири османали гуронов, баш тәптиш камбарали конгантийевларни вәзиписидин елип ташлашқа мақул болғанлиқини җакарлиди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан һөкүмити өктичиләрни сияси өзгүрүш қозғимақчи, дәп әйиплиди
- Қирғизистанда кәң көләмдә намайиш йүз бәрди
- Қирғизистанда өктичиләр призидент бақийефниң тәхттин чүшүшини тәләп қилди
- Қирғиз өктичи тәшкилатлири қирғизистанда сияси ислаһат елип беришни тәләп қилди
- Қирғизистан президенти қурманбек бақийев рәсмий зиярәт үчүн түркийигә кәлди