Қирғизистандики тоқунушта 18 адәм яриланди


2006.11.07

Бүгүн қирғизистандики өктичи гуруһлар бешкәк шәһиридики мәркизи чоң мәйданда елип бериватқан намайишқа 6 күн болди. Қирғизистан сақчилириниң мәлум қилишичә, намайиш җәрянидики тоқунушта 18 адәм яриланған, намайиш җәрянида қанун иҗра қилиш органлириниң сақчи әмәлдарлири намайишчиларға һечқандақ милтиқ ‏- қорал ишләтмигән. Шундақтиму аваз бомбиси ишлитилгәнликтин намайишчилар қечиш җәрянида һошсизлинип ярилиниш әһвали йүз бәргән.

Хитай ташқи ишлар министири җяң йө 7 ‏- ноябир күни ечилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитай һөкүмитигә вакалитән " қирғизистан шаңхәй һәмкарлиқи тәшкилатиниң муһим бир әзаси, мән қирғизистан җәмийитиниң муқим болушини, қирғизистан иқтисадиниң тәрәққи қилишини вә шундақла хәлқиниң хатирҗәм яшишини үмид қилимән" дәп билдүрди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.