Қирғизистан –русийә һөкүмәтлири қирғизистан пуқралирини кәчүрүм қилиш һәққидә сөһбәт өткүзди


2006.12.17

Қирғизистан миллий учур агентлиқи "қабар" ниң хәвәр қилишичә, русийә қирғизистан һөкүмәтләр ара комиссийиси 15-дәкабир күни русийидә туриватқан 500 миң қирғизистанлиқниң 2007-йили русийидә қанунлуқ туруп, тирикчилик қилишиға йол қоюш мәсилиси бойичә сөһбәт өткүзүп, дәсләпки қәдәмдики һөҗҗәткә қол қойған. Һөҗҗәтни қирғизистан тәрәптин баш министири феликис қулоп имзалиған.

Һөҗҗәттә көрситилишичә, қирғизистан тәрәп русийигә рәсмий йосунда русийидә туриватқан қирғизистан әмгәкчи көчмәнлирини 2007-йилиниң алдинқи йеримида кәчүрүм қилиш һәққидә тәклип бериду,

Русийә сәһийә министирликиниң иҗтимаий параванлиқ оргини, қирғизистан иҗтимаий әмгәк министирлиқи вә иҗтимаий параванлиқ фонди қатарлиқлар орунлар русийидики мәзкур көчмән әмгәкчиләрниң пенсийә суммисиға еришиш, тизимлитиш һәм истрахованийигә әза болуш қатарлиқ мәсилилирини һәл қилиш үстидә ишләйду.

Учурлардин мәлум болушичә, қирғизистан аһалисиниң бәштин бири чәт мәмликәткә чиқип кәткән болуп, улар тил-йезиқ вә башқа қолай шараитлар түпәйлидин асаслиқи русийигә берип, тирикчилик қилидикән.

Учурлардин қариғанда, мундақ көчмәнләрниң сани бир милйон әтрапида болуши мумкин икән. Қирғизистан һөкүмити русийидин изчил түрдә бу көчмәнләрниң қанунлуқ ишлиши вә турушиға йол қоюшни тәләп қилип кәлмәктә. Әмма, русийә җәмийитидә көчмәнләргә қаршилиқ көрситиш әһваллири еғир болуп, оттура асиялиқ, кавказлиқ һәм хитайлиқ көчмәнләрниң даим рус милләтчилириниг зәрбисигә учраватқанлиқи мәлум. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.