Қирғизистан парламенти президент бақийифниң һоқуқини күчәйтиш тәклипини рәт қилди


2006.12.25

Дүшәнбә күни қирғизистан парламенти, президенти қурманбек бақийифға қайтидин қирғизистан баш министири вә һөкүмәтни тәйинләш салаһийити бериш үчүн асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш тәклипини рәт қилди.

Көпчиликкә мәлум болғандәк, ноябир ейида қирғизистанда сиясий өктичиләр тәрипидин елип берилған кәң көләмлик наразилиқ намайишилири нәтиҗисидә бақийиф асасий қанунда ислаһат елип берип, өзиниң қирғизистан баш министирини вә министирларни тәйинләш һоқуқидин ваз кечишни қобул қилған иди.

Қирғизистан баш министири филикс қолуф вә һөкүмити асасий қанунға киргүзүлгән өзгиришләрниң һөкүмәтниң парламент билән маслишип иш елип беришини имкансизлаштурғанлиқини билдүрүп истипа бәргәндин кейин, парламенттики бақийифни қоллайдиған вәкилләр, бақийифниң баш министир вә һөкүмәтни тәйинләш қатарлиқ һоқуқлирини қайтидин турғузуш үчүн, өткән һәптә парламинтқа тәклип лайиһиси сунған иди. Әмма бу тәклип парламенттики вәкилләрниң көпинчиси тәрипидин рәт қилинди.

Сиясий мулаһизичиләр қирғизистан парламнтиниң бу һәрикити арқилиқ, тунҗи қетим оттура асияда бир дөләт парламинтиниң, президенттин күчлүк икәнликини көрсәткәнликини билдүрмәктә.

Филикс қулоф һөкүмити бу айниң башлирида истпа бәргәндин бери, қирғизистанда техи рәсмий бир һөкүмәт қурулмиди вә сиясий кризис давамлашмақта. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.