Қирғизистан баш министири вәзиписидин истипа бәрди
2007.03.29
Қирғизистан президенти қурманбек бақийеф, пәйшәнбә күни баш министир азим исақбекуфни истипасини қобул қилип, алмас атамбайефни баш министирлиққа тәйинлиди.
Қирғизистан қабар агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бақейиф һөкүмәт әзалирини қобул қилғанда, өзиниң исақбекуфни истипасини қобул қилип, униң орниға атамбайефни министирлиққа тәйинлигәнликини билдүргән. Гәрчә бақейиф хәлқниң һимайисини қолға кәлтүрүш үчүн өктичи вә сотсиял димократ партийисиниң рәиси алмас атамбайефни баш министирлиққа қойған болсиму, әмма кишиләр "бақейефниң бу һәрикити, униң президент вәзиписидә қилиш үчүн елип бериватқан паалийәтлириниң бир қисми" дийишмәктә.
2005 - Йили март ейида йүз бәргән сиясий өзгириштин кейин, призидент болуп сайланған бақейиф, нөвәттә өктичиләр тәрипидин қаттиқ әйибләнмәктә. Сиясий мулаһизичиләр, бақейифниң сайламдин бурунқи ипадиси билән сайламдин кейинки һәрикитиниң бирдәк болмаслиқи түпәйли униңға болған наразилиқ авазлири көпийип кәткәнликини билдүрмәктә.
Қирғизистанда йүз бәргән бу вәқә йәнә бир тәрәптин, қирғизистандики сиясий гуруппилар оттурисидики мәвҗут ихтилапларниң техиму җиддийлишиватқанлиқини көрситидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан хәлқи 24 - март күнини хатирилиди
- Қирғизлар йәнә чоң намайишқа тәйярлиқ қилмақта
- Өзбекистан билән қирғизистан виза түзүмини вақтинчә бикар қилди
- Сабиқ қирғизистан баш министири өктичигә айланди
- Қирғизистанниң чәтәллик тиҗарәтчиләрниң дукан ичип сода қилинишини чәклиши уйғурларғиму тәсир көрситиду