Қирғизистандики намайишлар өзлүксиз давамлашмақта


2007.04.14

Қирғизистанда 4‏-айниң 12‏- күни сиясий үктичиләр тәрипидин президент бақийеф һакимийитигә қарши башлитилған наразилиқ һәрикити давамлашмақта. Җүмә күни бешкәкдики президент сарай алдида топланған 5 миң әтрапида намайишчи президент бақийефға қарши шуарлар товлап, униң президент вәзиписидин истипа беришини тәләп қилди. Шәнбә күни болса, намайишчилар қирғизистан дөләт телевизийиси бинаси алдида намайиш өткүзүп, телевизийә идариси башлиқлирини президент бақийефни қоллап хәвәр беришини тохтитишқа чақирди.

Қирғизистан сиясий өктичи һәрикитиниң рәһбәрлири, президент бақийеф тәләплирини қобул қилмиғичә, наразилиқ һәрикитини тохтатмайдиғанлиқини билдүрмәктә. Улар президент бақийефтин вәзиписидин истипа берип, қирғизистанда йеңи президент сайлими өткүзүшини тәләп қилмақта.

Қирғизистандики сиясий кризис 2005‏- йили президент әсқәр ақайиф һакимийити, хәлқ қозғилиңи билән гумран болғандин бери давамлашмақта. Қирғизистанда сиясий вәзийәтниң кәскинлишиши һәм америка һәм русийини қаттиқ әндишиләндрүмәктә. Хитай һөкүмитиму чаршәнбә күни баянат елан қилип, қирғизистандики вәзийәттин қайғуруватқанлиқини билдүрди.

Америка вә ғәрб дөләтлири, қирғизистандики сиясий кризисниң оттура асиядики қошна дөләтләргә тәср йәткүзүп, районда сиясий муқимсизлиққа сәвәб болушидин әндишә қилмақта.

Хәвәрләргә қариғанда, оттура асиядики өзбекистан вә қазақистан қатарлиқ қирғизистанға қошна дөләтләрниң рәһбәрлири, мәзкур дөләтләрдики өктичи һәрикәтләрниң, қирғизистанда президент бақийеф һакимийитигә қарши елип бериливатқан наразилиқ һәрикәтлирини үлгә елишидин әндишә қилидикән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.