Қирғизистанда өктичи һәрикәт рәһбәрлири сорақ қилинмақта


2007.04.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бихәтәрлик қисимлирини ишқа селиш арқилиқ, қирғизистан өктичи һәрикити тәрипидин бешкәкдә елип бериливатқан наразилиқ намайишини тарқитивәткән қирғизистан даирилири, шәнбә күни қирғизистан сиясий өктичилириниң рәһбири филикс қолуфни сорақ қилған.

Қирғизистан сақчилири пәйшәнбә күни қирғизистан өктичилириниң 9 күн давамлашқан наразилиқ һәрикитини тарқитивәткән иди. Намайишчилар президент бақйифниң вәзиписидин истипа берип, қирғизистанда йеңи президент сайлими өткүзүшини тәләп қилмақта.

Сабиқ қирғизистан баш министири вә қирғизистан өктичи һәрикити бирләшмә сәп иттипақиниң рәһбири болған филкис қолуф, қирғизистан бихәтәрлик даирилириниң төт саәт давамлашқан сорақлиридин кейин мухбирларға бәргән баянатида, қирғизистан миллий бихәтәрлик комитети хадимлириниң уни пәйшәнбә күни президент бақийифниң сарийи әтрапида елип берилған намайишниң шаһиди сүпитидә сорақ қилғанлиқини билдүрди.

Қолуф һөкүмәт даирилири, наразилиқ һәрикитини бастуруш үчүн, намайшчиларни җидәл чиқиришқа қутратқан дәп әйиблимәктә.

Пәйшәнбә күни президент сарийи әтрапида намайишчилар билән қирғизистан сақчи қисимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушларда 8 сақчи хадими вә 7 намайишчи яриланған. Қирғизистан бихәтәрлик даирилири бу тоқунушлардин кейин, 34 нәпәр өктичи һәрикити паалийиәтчисини тутқан һәмдә сиясий өктичиләрниң рәһбәрлирини сорақ қилмақта.

Хәврләргә қариғанда, пәйшәнбә күнидики тоқунушлардин кейин, наразилиқ һәрикитини давамлаштуруш яки тохтитиш мәсилисидә қирғизистан өктичи һәрикити оттурисида ихтилап чиққан. Ислаһат үчүн һәрикәт өктичи гурупписиниң рәһбири қубатбәк байболуф, җүмә күни президент бақйифқа қарши елип бериливатқан намайиштин чикинидиғанлиқини җакарлап, президент бақийифниң истипасини тәләп қилшитинму вазкәчкәнликини билдүрди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.