Қирғизистан чәтәллик дукандарларниң парчә сетиш содиси билән шуғуллинишини чәклимәкчи
2007.01.26
Қирғизистан чәтәллик дукандарларниң парчә сетиш содиси билән шуғуллинишини чәкләйдиған қанун лайиһисини 1 - априлдин башлап рәсмий йолға қоймақчи.
Уруш вә тинчлиқ иниститути тот бетиниң хәвәр қилишичә, йеңи қанунда қирғизистандики сода сарайлирида дукан ачидиған чәтәллик дукандарларниң сани, қирғиз гражданлириниң 10% дин ешип кәтмәслики тәләп қилинған. Күзәткүчиләр, бу қанун қирғизистанда дукан ачидиған уйғур тиҗарәтчилиригә шундақла уйғур тиҗарәтчилиригә дукан иҗарә беридиған қирғизистан тәвәликидики уйғур сода сарай игилиригә зәрбә бериши мумкин, дәп қаримақта.
Қирғизистан қарасу сода җәмийитиниң башлиқи шарапәт миҗитова, қарасудики йәрлик дукандарларниң хитай вә уйғур содигәрләрниң көпийишини тосашни тәләп қилғанлиқини, әгәр тосимиса уларға зораванлиқ ишлитимиз, дәп тәһдит салғанлиқини билдүрди.
Қирғизистан бу қанунни русийә һөкүмити чәтәллик тиҗарәтчиләрниң русийидә дукан ечип сода қилишини чәклигәндин кейин чиқарған. Уруш вә тинчлиқ тәтқиқат иниститути, әгәр бу қанун иҗра қилинса қирғизистан иқтисадиға тәсир йетидиғанлиқини, болупму қирғизистанда 100 миң қирғиз пуқраси ишсиз қалидиғанлиқини агаһландурди.
Қирғизистандики кишилик һоқуқ органлири болса бу қанунға қарши туридиғанлиқини билдүрмәктә. Қирғизистан президент қармиқидики кишилик һоқуқи комитети мәсули турсунбек ақун, бу қанун көчмәнләрниң кишилик һоқуқиға қилинған зийәнкәшлик, дәп әйиблигән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан даирилири түркистан ислам һәрикитиниң шу җайдики бир йәрлик рәһбирини өлтүрди
- Қирғизистан алий соти ниғмәт һаҗи босақопни өлтүргәнлик җинайити билән бир адәмни өлүмгә һөкүм қилди
- Қирғизистан уйғур елигә тутишидиған төмүр йоли ясимақчи
- Қирғизистанниң җәнубидики уйғурлар өзбекләшмәктә
- Қирғизистандики вәзийәт тинҗиған болсиму, мәтбуатлардики қаршилиқлар давамлашмақта