Җәнубий қирғизистан чегрисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди


2006.05.15

Қирғизистанниң җәнубидики таҗикистан билән чегридаш батикәнт районида таҗикистандин киргән бир гуруппа қораллиқ кишиләр билән қирғизистан чегра аманлиқ күчлири оттурисида тоқунуш йүз бәрди.

Хәвәрләргә қариғанда тоқунушта аз дегәндә 3 нәпәр қирғизистан чегра мудапиә хадими өлгән. Игилишимизчә 7 кишилик бир қораллиқ гуруппа таҗикистан тәрәптин қирғизистан чегра қаравулханисиға һуҗум қилған вә қораллар олҗа алған.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу җәрянда қирғизистан чегра мудапиә қисимлири билән тоқунуш йүз бәргән вә қирғизистан тәрәптин аз дегәндә 3 киши өлгән. Русийә мәтбуатлири, қирғизистан чегра мудапиә қисимлириниң қораллар унсурлар үстидин из қоғлап тәкшүрүш елип бериватқанлиқини билдүрди.

Батикәнт райони өзбекистанниң пәрғанә вадиси билән чегрилиниду. Таҗикистан, қирғизистан вә өзбекистан арисидики стратегийилик орни интайин муһим җай. Бу вәқә шаңхәй гуруһиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғини шаңхәйдә ечиливатқан бир мәзгилгә тоғра кәлди. Мәзкур органға әза дөләтләр тероризим, радикализм вә бөлгүнчиликкә қарши күрәш елип бериватқанлиқини җар салмақта иди.

2001 - Йили 11 - сентәбир вәқәси йүз бериштин бурун өзбекистан ислам һәрикитиниң қораллиқ адәмлири илгири - кейин болуп 2 қетим батикәнт райониға бесип киргән вә бир қетимда японийилик геологларни гөрүгә тутувалған. Бәзи мәтбуатларниң илгири сүрүшичә, әйни чағда японийә һөкүмити пуқралирини кепиллик һәққи төләп қутулдурған, лекин японийә даирилири буни рәт қилди. Бу қетим йүз бәргән вәқәдә қораллиқ гуруһларниң қайси тәшкилат яки органға тәвә икәнлики техи ениқланмиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.