Қирғизистанниң йеңи президенти қәсәм берип вәзиписини тапшурувалди
2005.08.14
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 14 - авғуст йәкшәнбә күни қурманбек бақийеф қирғизистанниң пайтәхти бешкәк шәһиридики чоң мәйданда өткүзүлгән президент вәзиписини тапшурувелиш мурасимида қәсәм берип вәзиписини тапшурувалған.
Қурманбек бақийеф 7 - айниң 11 - күни өткүзүлгән сайламда үстүнлүкни игиләп, ғәлбә қазанған иди. Шундин етибарән 10 йилдин артуқ дәвр сүргән ақайеф һакимийити ағдуруп ташланди.
Қурманбек бақийеф, вәзипә тапшурувелиш мурасимида сөз қилип, буниңдин кейин қирғизистанда чирикликкә хатимә берилгәнликини шундақла қирғизистан иқтисадини тәрәққи қилдурдиғанлиқини билдүргән. (Әқидә)
©
2005 Radio Free Asia