Қазақистан қуш зукиминиң тарқилишиниң алдини елиш үчүн тәдбир алмақта
2005.06.20
Қазақистан һөкүмити, хитайда байқалған қуш зукиминиң қазақистанға тарқилишиниң алдини илиш үчүн, қазақистан- хитай чегра понкитлирида җиддий тәдбир елишқа башлиған.
Қазақистан муавин сәһийә министири анатоли билоногниң ейтишичә, хитай сәһийә хадимлири қазақистан тәрәпкә, хитайниң ғәрбий районида миңдин артуқ ғаз қуш зукими кесәллики аламәтлириниң көрүнгәнликини вә районда 460 ғазниң мәзкур кесәлликтин өлгәнликини хәвәр қилған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң қазақистанниң пайтәхти астанидин хәвәр қилишичә, қазақистан һөкүмити чегра понкитлиридики шундақла хитайдин келидиған айропиланлар қонидиған айродрумлардики тәкшүрүшләрни күчәйткән.
Хәвәрдә ейтилишичә, алмута вә астанә айродрумлириға йолучиларниң температурисини өлчәп көзитидиған үскүниләр орунлаштурулған. Хәвәрдә ейтилишичә, қазақистан һөкүмити айродром вә пойиз истансилиридики тиббий хадимларни қуш зукими юқтуривалғанларни нормал кишиләрдин пәрқләндүрүш тоғрисида тәрбийәлимәктә.
Хитайда кишиләрниң қуш зукими билән юқумланғанлиқи техи көрөлмигән. Әмма өткән ай хитайниң ғәрбий райониға җайлашқан чиңхәй өлкисидә 1000 дин артуқ қушниң қуш зукими кисәллики билән өлгәнлики байқалған. (Қанат)