Райис оттура асия әллирини демократийә йолиға үндиди


2005.10.11

Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис, сәйшәнбә күни қирғизистан пайтәхти бешкәккә йетип келип, оттура асия әллиридә елип баридиған 3 күнлүк зияритини башлиди. Қирғизистан униң зияритиниң тунҗи бекити.

Райисниң тәкитлишичә, униң зиярити америкиниң террорчилиққа қарши күришини қоллашқа игә қилиш вә районда демократийини илгири сүрүшкә һәйдәкчилик қилиш икән.

Райисниң айропилани манас айродромиға қонди. У, айродромда баянат елан қилип, "америкиниң қирғизистанда қошун турғузиши интайин муһим әһмийәткә игә. Қирғиз хәлқи йеқиндила техи пәвқуладдә бир инқилабни бешидин кәчүрди. Әгәр улар өзлириниң демократийә һәққидики вәдисигә әмәл қилалиса, уларни техиму парлақ бир келәчәк күтүвалғуси," деди.

Райис, қирғизистан президенти қурманбәг бақийев билән учрашқанда, икки дөләтниң ортақ қиммәт қаришиға игиликини вә "биз бу ортақ қиммәт қаришини қоғдайдиған алдинқи сәптә биргә туриватқанлиқимизни йәткүзимән," дәп көрсәтти. У, демократийә мәсилиси билән америкиниң оттура асиядики һәрбий базилирини тилға елип, нишанимиз иккисиниң бирини таллаш әмәс, дәйду.

Райисниң тәкитлишичә, америка оттура асия әллиридә йеңи һәрбий базиға еһтияҗ әмәскән. У, шу күни қирғизистан президенти билән учрашти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.