Кондализа райис явропани зиярәт қилди
2005.10.16
Америка ташқи ишлар министири кондализа райис ханим истратегийилик әһмийәткә игә оттура асия сәпирини ахирлаштуруп болуп, йәкшәнбә күни әнгилийини зиярәт қилди һәмдә әнгилийә баш вәзири тонй блайир билән сөһбәтлишип, бихәтәрлик вә иранниң атом ядро пилани һәққидә пикир алмаштурди.
Райис ханим әнгилийә сәпиридин илгири русийә рәһбәрлири билән көрүшүп, улардин иранниң ядро пилани мәсилисидә америкиниң мәйданини қоллашни тәләп қилған һәмдә әгәрдә иранниң давамлиқ ядро мәсилиси сөһбити өткүзүшкә қарши чиқса, бу мәсилини б д т бихәтәрлик кеңишиға тапшуридиғанлиқини уқтурған.
Райис ханимниң явропа сәпири явропа даирилириниң иранниң атом-ядро пилани мәсилисидә америкиниң мәйданини қоллишини қолға кәлтүрүп, бу мәсилини тездин һәл қилишни илгири сүрүшни асасий мәқсәт қилидикән. (Үмидвар)