Росийә қирғизистандики һава армийә базисини кеңәйтмәкчи


2004.10.06

Росийә һәрбий даирилири чаршәнбә күни баянат елан қилип, росийиниң қирғизистандики һава армийә базисида турушлуқ әскәр санини төт һәссә көпәйтидиғанлиқини билдүрди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, росийә даирилири бишкәк шәһириниң йенидики қәнт һава армийә базисиға йәнә нәччә йүз әскәр, бир нәччә айрупилан вә тик учар айрупиланларни әвәтидикән.

Росийә өткән йили өктәбирдә колликтип бихәтәрлик келишимигә асасән , қәнт айрудрумида һава армийә базиси қурған һәмдә мәзкүр базиға 250 нәпәр әскәр вә бәш данә көрәшчи айрупиланни орунлаштурған . Росийиниң бу һава армийә базисини қуруши, америкиниң оттура асядики һәрбий мәвҗүдийитигә тақабил туруш үчүн дәп қаралған иди.

Хәвәргә қариғанда, росийә қәнт һава базисидики әскәр санини бу йилниң ахириғичә миңға йәткүзидикән. Америкиниң бишкәкниң сиртидики манас айрудурумида турушлуқ миң нәпәр әскири бар. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.