Өзбекистан -русийә бихәтәрлик даирилири давамлиқ пүтүшти


2007.10.14

11-Өктәбир күни өзбекистанниң бухара шәһиридә өзбекистан билән русийә бихәтәрлик саһәси өзиниң бәшинчи қетимлиқ хизмәт учришишини ахирлаштуруп, хуласә сүпитидә икки дөләт разветка саһәсиниң һәмкарлишип ишлиши һәққидә келишим түзгән.

Пәрғанә агентлиқиниң учурлиридин қариғанда, русийә федерал бихәтәрлик оргини йәни сабиқ к г б оргининиң рәһбири николай патрушев билән өзбекистан миллий бихәтәрлик оргини рәһбири рустам инайәтов бу қетимқи учришишқа рәһбәрлик қилип, келишимгә имза қойған.

Икки тәрәп сөһбәтлиридә терроризмға, диний әсәбийликкә қарши ортақ күрәш қилиш музакирә қилиниш билән биргә йәнә терроризмға қарши күрәш қилиш тәдбирлири ишләп чиқилған һәмдә разветка саһәсигә мунасивәтлик пән-техника һәмкарлиқи бойичиму пүтүшүм һасил қилинған.

Хәвәргә асасланғанда йәнә өзбекистан бихәтәрлик хадимлирини русийиниң бихәтәрлик хадимлирини тәрбийиләш мәктәплиридә тәрбийиләп бериш һәққидиму келишим һасил қилинған. Чәтәлләрдики өзбекистан өктичилириниң билдүрүшичә, ташкәнт рәһбәрлири 1992 - йилидин етибарән русийә бихәтәрлик даирилири билән һәмкарлишип, русийигә қечип берип панаһланған өзбекистан өктичилирини тутуш вә зәрбә бериш оператсийилирини елип барған болуп, русийә бихәтәрлик даирилири изчил түрдә ташкәнт билән һәмкарлашқан. 2005 - Йилидики әнҗан вәқәсидин кейин ташкәнт билән ғәрб арисидики мунасивәт бузулуп, өзбекистан билән русийә һәтта хитай бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқлар техиму ашқан. Өзбекистан, бихәтәрлик саһәси худди совет иттипақиға охшашла оттура асия районида әң актип ишләватқан мәмликәт һесаблинидикән.

Канада пуқраси уйғур һүсәйин җелилниңму әнә шу ташкәнт бихәтәрлик даирилири тәрипидин тутулуп, хитайға бериветилгәнлики мәлум. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.