Уйғур сиясий паалийәтчиси сабит абдурахманниң дәпнә мурасими өткүзүлди
2005.07.15

Чәтәлләрдики шәрқий түркистан мустәқиллиқ күришиниң пешиваси, уйғуристан азадлиқ тәшкилатиниң қурғучиси рәһбәрлиридин бири болған сабит абдурахман әпәнди 14-июл күни алматадики өйи алдида қатнаш вәқәси билән туюқсиз вапат болди. У аләмдин өткәндә 78 яшқа киргән иди.
Мәрһум сабит абдурахман әпәнди 1928 - йили қазақистанда туғулған болуп, у 1930 - йилларда ата-аниси билән ғулҗиға көчүп келип, шу йәрдә маарип тәрбийиси алған. Шундақла у кейин 1944 - йилидики миллий азадлиқ инқилабиниң қатнашқучиси болуш сүпити билән ғулҗа шәһирини азад қилиш җәңлиригә қатнашқан. Шундақла шу сәвәбтин бир қанчә қетим түрмиләргә ташланған.
15-Июл күни мәрһум сабит абдурахман әпәндиниң дәпнә мурасими өткүзүлгән болуп, униң җәсиди дуружбидики уйғур қәбристанлиқиға дәпнә қилинди. Дәпнә мурасимида уйғурларниң атақлиқ зиялийлири вә сиясийонлири сөз қилип, мәрһум сабит абдурахманниң күрәшчан һаятиға юқири баһа бәрди.
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулладин аңлаң.
Хошлишиш
Сабит абдурахман
(Вапат болуштин бирқанчә күн бурун язған) мән идим уйғур оғли сабит дегән, бәхтсиз миллитимниң ғемини йигән, интилдим арминимға йетәлмидим, шунчилик қисқа икән өмүр дегән. От идим ялқунлиған өчтүм әмди, һаятлиқ дунясидин көчтүм әмди, самада чақниған бир юлтуз идим, қуюлуп қара йәргә чүштүм әмди. Мән кәттим түндә аққан юлтуз болуп, вәтән қалди сөйәлмигән бир қиз болуп, арқамда уйғурнамә китаб қалди, яшиған һаятимдин бир из болуп. Китабим әлгә сунған һәдийәм мениң, уни оқар әвладим нәврәм мениң, қәдримни излимәңлар қара йәрдин, хәлқимниң йүрикидә қәбрәм мениң.
Мунасивәтлик мақалилар
Мәрһум билән өткүзүлгән сөһбәт программилиримиз
- Уйғур елидики һашар чәтәлләрдики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғимақта
- "Уйғуристан азадлиқ тәшкилати" ниң 13 йиллиқи мунасивити билән сабит абдурахман әпәндини зиярәт (2)
- "Уйғуристан азадлиқ тәшкилати" ниң 13 йиллиқи мунасивити билән сабит абдурахман әпәндини зиярәт (1)
- Уйғурларниң "тоққуз баһа" ға болған қариши (5)