Қазақистанда парламент сайлими өткүзүлди


2004.09.19

Қазақистанда йәкшәнбә күни парламент сайлими өткүзүлди. Бу қетимқи сайламда қазақистан парламенти төвән палатасиниң 80 гә йеқин әзаси сайлиниду.

Һазирғичә парламентниң товән палатасидики көп санлиқ орунни приздент назабайофниң партийәси контрол қилип кәлгән . Көзәткүчиләр, бу қетимқи сайлам нәтиҗиси қазақистан һөкүмитиниң сияси ислаһат елип бериш нийитиниң бар йоқлиғини синайдиған синақ болупқалиду дәп қаримақта. Хәвәрләргә қариғанда парламент сайлимини нәччә йүз кишилик хәлқара күзәткүчиләрниң назарити астида елип берилған. Сайламға қазақистандики 12 сияси партийә иштирак қилған болуп, сайламға қатнашқан партийәләрниң үчи призидент назарбайефни қоллиған. Икки партийә сияси ислаһат елип беришни тәләп қилип, назарбайеф җәмәтини хиянәтчилик билән тәнқитлигән.

Бу йилниң башлирида призидент назарбайефниң қизи дариғаниң сияси партийә қуруши, қазақистан сияси сәһнисидики һоқуқ күришини техиму мурәккәпләштүривәткән иди . Дариға дадисини қоллайдиғанлиқини, бирақ призидентниң әтрапидики һоқуқдарларниң манаполлуқ орниға хатимә беридиғанлиқини җакалиған. Дариғаниң сияси сәһнисигә чиқиши, өктичиләрдики назарбайеф қизини өзигә варис қилип тәйярлаватиду дигән әндишини қозғиғанти . Йәкшәнбә күнки сайламда көп қисим җайлардики биләт сандуқлириға еликтронлуқ биләт ташлаш әсваплири орунлаштурулған. Британийә радио - телевизийә ширкити б б с хәвәр қилишичә, нурғун кишиләр еликтронлуқ биләт ташлаш әсваплириға ишинип кетәлмәйдиғанлиқини билдүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.