Көзәткүчиләр қазақистандики сайламниң әркин вә адаләтлик өтмигәнликини билдүрмәктә
2004.09.20
Дүшәнбә күни, хәлқара көзәткүчиләр өткән һәптә ахирида қазақистанда өткүзүлгән парламент сайлиминиң әркин вә адаләтлик өтмигәнликини билдүрди.
Қазақистанда йәкшәнбә күни өткүзүлгән парламент сайлимини йеқиндин көзәткән яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, қазақистан һөкүмитиниң мәзкур тәшкилатқа бәргән вәдилиригә әмәл қилмиғанлиқини вә сайламниң хәлқара демократик сайлам өлчәмлиригә тоғра кәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Қазақистанда өткүзүлгән парламент сайилимида, қазақистан призденти нурсултан нәзәрбайифниң "отан", йәни "вәтән" партийиси биринчи вә униң қизи даригиниң "асар" партийиси иккинчи әң көп авазға еришкән партийә болуп парламентқа киргән.
Қазақистанда өткүзүлгән сайламға, қазақистандиму көп кишиләр наразилиқ билдүрмәктә. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қазақистан ахбарат министири алтунбик сарсанбай овло, сайламниң адаләтлик өтмигәнликигә наразилиқ билдүрүп, вәзиписидин истипа бәргән. У өз истипанамисидә, сайлам әркин вә адаләтлик болмиди, шуңа бу һөкүмәтниң бир әзаси болуп турушни тоғра көрмәймән, дигән. (Қанат)