Афғанистан сайлими өктичи намзатларниң байқут қилишиға учриди


2004.10.10

Афғанистандики тарихий харәктирлик призидент сайлимида ойлиғандәк зораванлиқ вәқәлири йүз бәрмиди, бирақ һамит карзайдин башқа қалған 15 намзат сайламни байқут қилди.Сайлиғучилар шәнбә күни әтигән саәт 5 йеримда биләт ташлашқа башлиған. Биләт сандуқи чүштин кейин саәт 2 йеримларни тақалди. Бирақ намзатлар ичидики һамит карзайдин башқа қалған 15 намзат, сайлам җәриянида йолсизлиқ вәқәлири йүз бәргәнликини илгири сүрүп сайламни байқут қилди. Сайламни байқут қилған намзатлар, бәзи раюнларда биләт ташлиғучиларниң қолиға асан өчүп кетидиған бояқ сүркәлгәнликини илгири сүргән. Әсли б д т ниң орунлаштуруши бойичә сайлиғучиларниң қолиға асан өчүп кәтмәйдиған бояқ сүркәш арқилиқ сайлиғучиниң биләт ташлап болғанлиқини пәрқләндүроләтти.

Б д т баянатчиси намзатларниң биләт ташлашни тохтутуш һәққидики тәлипини рәт қилған. Бирақ юқирқи наразилиқлар сәвәбидин сайламниң нәтиҗисини елан қилиш 3 күн кечиктүрүлди. Намзатлар ичидики һазирқи призидент һамит карзайниң әң күчлик риқабәтчиси юнус қануни, шәнбә күнки сайламни қанунсиз дәп җакалиған. Һамит карзай болса призидент сайлимини байқут қилиш димукратийәгә қарши һәркәт дәп тәнқитлиди. У, намзатлар афған хәлқиниң ирадиси вә арзусини һөрмәт қилиши керәк дәп тәкитлигән. Сайламда көзәткүчилик рол ойниған явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң күзәткүчиләр гурупписи, бәзи намзатларнң сайламни инавәтсиз қилиш тоғрисидики тәлипини рәт қилған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.