Оттура асиядики диктаторлар ғәрб әллиридин "инқилап" експорт қилмаслиқни тәләп қилди
2005.01.28
Өзбекистан билән қирғизистан президентлири, ғәрб дөләтлириниң оттура асия әллиригә украинийә истилидики "инқилаб" експорт қилишиға қарши туридиғанлиқини билдүрди.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, украинийә билән грозийидики инқилаб оттура асиядики рәһбәрләрни чөчитишкә башлиған. Өзбекистан президенти ислам каримоф җүмә күни өзбекистан парламентида сөз қилип, бәзиләрниң грозийә билән украинийидә мунәввәр унсурлар қозғиған өзгүриш башқа дөләтләр үчүн өлгә болалайду, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән.
Кәримоф, "мән шуни агаһландуримәнки, һәр қандақ нәрсә қанун бойичә болуши керәк шундақла биз қанунниң чәклимисидин һалқип кәткәнләрни тосаймиз" дәп сөзлигән. Ғәрб әллирини өктичиләргә иқтисади ярдәм бериш билән тәнқидлигән кәримоф, парламентниң ечилиш мурасимиға қатнашқан ғәрб дипломатлири ғақарап, " у йәрдә ултурғанлар буни техиму яхши чүшиниши керәк," дәп агаһландурған.
Шу күни қирғизистан преизиденти әсқәр ақайеф, қирғизистандики аммиви наразилиқниң ички уруш вәзийитигә охшап қеливатқанлиқини тәкитлигән. Әсқәр акайеф русийә "незавесмая гезити" ниң зияритини қобул қилғанда, украинийә истилидики инқилабни қирғзистанға теңишниң интайин хәтәрлик болидиғанлиқини әскәртип, " бу хил инқилаб техникисиниң үнүм бериши үчүн, демократийә қирғизистанда йилтиз тартқан болуши керәк, дәп көрсәткән. Қирғизистанда бу йил 9 - вә 10 - айларда парламент сайлими билән президент сайлими елип берилиду. Өктичиләр әсқәр акайефни йәнә бир қарар президент болушни пиланлаш билән әйиблимәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан парламент сайлими һарписидики кишилик һоқуқ
- Қазақистандики сиясий өктичи партийә паалийитиниң чәклинишидин әндишә қилмақта
- Қирғизистан президентиниң қизи парламент сайлимиға қатнишишни ойлашмақта
- Бешкәктә өктичиләр намайиш өткүзди
- Қирғизистанда сайлам риқабити өткүрләшмәктә
- Қазақистанда өктичи сиясий партийиниң паалийити чәкләнди
- Қирғизистан сиясий өктичилири, һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлиридә окраинийини өлгә қилмақта