Қирғизистанда парламент сайлими өткүзүлди
2005.02.27
Қирғизистан пуқралири йәкшәнбә күни өткүзүлгән парламент сайлимида биләт ташлиди. Бу қетимқи сайлам қирғизистанниң демократийини илгири сүрүш һәққидә бәргән вәдисигә қаритилған бир қетимлиқ синақ дәп қаралмақта.
Ройтирис агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, қирғизистан хәлқи 400 дәк кандидат ичидин, йеңидин ислаһ қилинған бир палаталиқ парламентниң 75 әзасини сайлап чиқиду. Сайлам, қирғизистандики 2000 дин артуқ сайлам понкитлирида елип берилған.
Бу арида, өктичи күчләр сайламда кәмчиликләрниң көрүлгәнликини җакарлиди. Улар, һөкүмәтниң һәр хил оюшушларни чәклигәнликини һәмдә өзлириниң көз- қарашлирини дөләт телевизорлирида беришни рәт қилғанлиқини билдүрүп, бу қетимқи сайламни әркин вә адил болмиди дәп көрсәтти.
Гәрчә президент әсқәр ақайеф бу йил вәзиписидин чүшидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән болсиму, әмма өктичи күчләр, әсқәр ақайефниң йеңидин сайлинидиған парламентта күчлүк контроллуқни игиләп, асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш арқилиқ, бу йил өктәбирдики президент сайлимида қайта һоқуқ игилишидин әндишә қилмақта.
Йәкшәнбә күнидики сайламниң һарписида, қирғизистанниң бир қанчә йәрлиридә кәң көләмлик намайиш йүз берип, сайлам белитидә тәсир күчи күчлүк болған бир қанчә өктичиләрниң исминиң йоқлиқиға наразилиқ билдүргән. Тоң раюнидики хәлқ болса, өзлири қоллайдиған кандидатниң сайлам һоқуқи елип ташланғандин кийин, йолларни тосуп намайиш үткүзгән. Шоңа бу раюндики сайлам икки һәптә кичиктүрүлгән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғистанда наразлиқ билдүргүчиләрниң һәркити давамлашмақта
- Өктичиләр рәһбири арсланбегниң сайлам һоқуқиниң елип ташлиниши кишиләрниң наразилиқини қозғиди
- Қирғизистан парламент сайлиминиң һарписида вәзийәт җиддиләшмәктә
- Қирғизистандики намайишчилар хитайға тутушидиған йолни тосиди
- Қирғизистан парламент сайлими һәққидики қарашлар(2)
- Қирғизистан парламент сайлими һәққидики қарашлар (1)