Қирғизистанда парламент сайлими өткүзүлди
2005.02.28
Қирғизистанда йәкшәнбә күни елип берилған парламент сайлиминиң дәсләпки нәтиҗисигә қариғанда, сайламға қатнашқан намзатларниң 3 дән 2 қисими парламентқа киришкә йитәрлик болған беләткә еришәлмигән. Сайлиғучилар 2 - қетим беләт ташлиши мумкин.
Хәвәрләргә қариғанда йәкшәнбә күнки сайламда, 300 дин артуқ намзатниң аран 30 нәпири партламентқа киргән. Парламенттики 75 орунниң 45 бош қалған болуп, пуқралар 2 - қетим беләт ташлиши мүмкин. Парламентқа киргән бир қисим намзатлар ақайефниң партийисидин болсиму бирақ , 30 нәпәр намзатниң көп қисими һичқандақ партийә - гуруһларға тәвә болмиған мустәқил намзатлар икән. Бу вәзийәт ақайефниң йәнә бир қарар һоқуқ тутуш арзусини әмәлгә ашурушиға пайсидиз дәп қаралмақта.
Президент ақйефниң оғли айдар парламент әзалиқиға сайланған, амма қизи бәрнет биринчи басқучлуқ сайламда парламентқа кирәлмиди. 2 - Басқучлуқ сайлам 3 - айниң оттурилири елип берилиши мумкин. Йәкшәнбә күнки сайлам тинч елип берилған. Бирақ өктичиләр сайлам җәрянида бәзи йолсизлиқ вәқәлири йүз бәргәнликини илгири сүрмәктә.
Сайламдин илгири қирғизистан али сот мәһкимиси һөкүм чиқирип, бәзи өктичиләрниң сайламға қатнишишини чәклигән иди. Бу қирғизистанниң шәрқидики нарен вилайитиниң бәзи йезилирида пуқраларниң наразилиқ һәрикитини қозғиған.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистанда парламент сайлими өткүзүлди
- Қирғистанда наразлиқ билдүргүчиләрниң һәркити давамлашмақта
- Өктичиләр рәһбири арсланбегниң сайлам һоқуқиниң елип ташлиниши кишиләрниң наразилиқини қозғиди
- Қирғизистан парламент сайлиминиң һарписида вәзийәт җиддиләшмәктә
- Қирғизистандики намайишчилар хитайға тутушидиған йолни тосиди