Қирғизистандики намайишчилар һөкүмәт биналирини ишғал қилди
2005.03.20
Қирғизистанниң җалалабад районидики он миңдин артуқ намайишчилар, йәкшәнбә күни бир йәрлик сақчи понкитиниң бинасиға от қойди вә һөкүмәт бинасини ишғал қилди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, намайишчилар йеқинда өткүзүлгән парламент сайлимиға нарази болуп, президент әсқәр ақайефниң вәзиписидин истипа беришини тәләп қилған.
Җалалабад сақчилири сақчи понкитидин айрилишниң алдида асманға қаритип оқ чиқирип, намайишчиларни тарқақлаштурмақчи болған болсиму, бирақ намайишчиларниң сани көп болғанлиқтин үстүн келәлмәй, ахири сақчи понкитидин айрилишқа мәҗбур болған.
Ройтирс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу сәвәптин сақчилар билән намайишчилар оттурисида келип чиққан тоқунушта аз дигәндә төт нәпәр сақчи өлгән. Тоқунушта яриланғанларниң сани техи ениқ әмәс икән.
Қирғизистан һөкүмәт даирилири техиму көп зораванлиқ һәрикәтлириниң алдини елиш үчүн, намайишчилар билән сөһбәт өткүзүшкә тәйяр икәнликини билдүрди. Бирақ, намайишчиларниң рәһбири қурманбек бақайеф пәқәт президент әсқәр ақайеф билән бивастә сөһбәт елип беришқа қошулидиғанлиқини көрсәтти. У йәнә, қирғизистан һөкүмитини намайишчиларға қарши қорал күчи ишләтмәсликкә чақирип, қорал күчи ишлитишниң пәқәт һөкүмәткә болған қаршилиқни күчәйтидиғанлиқини билдүргән.
Йеқинқи күнләрдин буян, қирғизистанниң җәнубийдики бир қанчә шәһәрләрдә кәң көләмдә намайишлар йүз бәргән. Намайишчилар қирғизистанниң һакимийәттики партийисиниң парламент сайлимида мутләқ үстүнлүккә еришкәнликидин қаттиқ ғәзәпләнгәнликини ипадилигән иди.
Қирғизистандики өктичи партийиләр вә мустәқил һалда сайламни күзәткүчиләрниң ейтишичә, парламент сайлимида, биләтни сетивелиш, өктичи намзатларниң кандидатлиқ салаһийитини елип ташлаш вә мәтбуатларни контрол қилиштәк сайламға хилаплиқ қилмишлар көп көрүлгән. Бу арида, яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати икки тәрәпни қораллиқ тоқунушушниң алдини елип, сөһбәт елип беришқа чақирди. (Арзу)