Қирғизистанниң җәнубидики наразилиқ намайишлири күчәймәктә


2005.03.21

Қирғизистандики парламент сайлимиға нарази болған намайишчилар қирғизистандики иккинчи чоң шәһәр һисабланған ош шәһиридики бир қисим һөкүмәт биналирини игиләп, президент әсқәр ақайефниң вәзиписидин истипа беришини тәләп қилди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, тәхминән миңдәк намайишчи дүшәнбә күни ош шәһиридики һөкүмәт, бихәтәрлик идариси вә сақчи идарисиниң биналирини игиливалған. Ош шәһири қирғизистанниң җәнубий қисмиға җайлашқан. Буниң алдида 15 миңдин артуқ намайишчилар җәнубтики җалалабад шәһириниму контрол қилған иди. Мәлуматларға қариғанда, мушу хилдики намайишлар йәнә аз дегәндә қирғизистандики сәккиз шәһәрдә елип берилмақта икән.

Қирғизистан сақчи даирилири дүшәнбә күнидики намайишта сақчилар билән намайишчилар арисида тоқунуш йүз бәрмигәнликини билдүрмәктә.

Бу арида, қирғизистан баш министири танайеф, һөкүмәтниң намайишчилар билән сөһбәт өткүзүшни халайлидиғанлиқини билдүрүп, намайишчиларға қарши қорал күчи ишләтмәсликкә вәдә қилған. Бирақ, өктичиләрниң рәһбәрлири президент әсқәр ақайеф қатнашмиған сөһбәтниң әһмийити болмайдиғанлиқини көрсәтмәктә.

Қирғизистанниң җәнубий қисмидики намайишлар 27 - фиврал күни өткүзүлгән парламент сайлимидин кейин башланған. 13 - Март күнидики ахирқи сайламда әсқәр ақайефни қоллиғучилар вә униң туққанлири парламенттики 90٪ орунни игилигәндин кийин, өктичиләр сайламниң адил вә растчил болмиғанлиқини билдүрүп, наразилиқ паалийәтлирини күчәйткән.

Хәвәргә қариғанда, қирғизистан президенти әсқәр ақайеф намайишчиларни бесиқтуруш үчүн, дүшәнбә күни мәркизи сайлам комитети вә алий сот мәһкимисини парламент сайлими үстидин қайта тәкшүрүш елип беришни буйриған. Бирақ бир қисим анализчиларниң көрситишичә, қирғизистандики намайишлар барғансири омомийүзлүк әһвалға қарап йүзләнмәктә икән.

Бу арида, америка һөкүмити қирғизистандики һәр қайси тәрәпләрни "қанун бойичә, тинчлиқ билән" ихтилапларни һәл қилишқа чақирди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.