Қирғизистан президенти, ички ишлар министирини вәзиписидин елип ташлиди


2005.03.23

Қирғизистан президенти әсқәр ақайеф, ички ишлар министири бакирдин субанбекоф билән қирғизистан баш тәптиши миқтибәг абдиллайефни вәзиписидин елип ташлиди. Ақайеф субанбекофниң орниға муавин баш министири кәнәшбәг дөшәбайефни вақитлиқ ичкий ишлар министири, марат султанофни вақитлиқ баш тәптиш қилип тәйинлигән.

Бу арида қирғизистанниң җәнубидики җалаабад, ош қатарлиқ областлардики ақайефқа қарши наразилиқ һәрикити пайтәхт бешкәккә ямриди. Қирғизистан аманлиқ күчлири чаршәнбә күни бешкәктики алатов мәйданида намайиш қилмақчи болған өктичиләрниң һәрикитини тосуп, 20 дин артуқ кишини қолған алған. Ройтерс ахбарат агентлиқи сақчиларниң зораванлиқ күч қоллунуп, алатов мәйданидики намайишчиларни тарқитивәткәнликини хәвәр қилди.

Ақайеф, сәйшәнбә күни өктичиләргә қарши зораванлиқ күч қолланмайдиғанлиқини билдүргән иди. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өктичиләр һәрикитидики рәһбәрләрниң бири топчубәг турғанәлийев, " ички кабинттики өзгириш бизни қанаәтләндүрәлмәйду, биз үчүн әң муһими ақайефни қоғливетиш," дәп тәкитлигән. У, ақайефни қоғливәтмигичә тохтимайдиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Өктичиләр пәйшәнбә күни бешкәктә намайиш өткүзүш үчүн топланмақтикән. Амма қирғизистан аманлиқ күчлири нарин, ош, талас, җалалабад қатарлиқ җайлардин келидиған намайишчиларни тосаш үчүн, бешкәк шәһириниң кириш - чиқиш еғизлирини контрол қилған. Қирғизистан президенти ақайефниң вәзиписидин истипа беришини тәләп қилған өктичиләр, ош, җалалабад қатарлиқ җайлардики һөкүмәт органлирини игиливалған. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.