Мәркизи асия иқтисади һәмкарлиқ гәвдисигә әза дөләтләрниң баш министирлири дүшәнбидә учрашти


2007.11.05

Оттура асия әллири 18 милярд доллар мәбләғ селип, келәр он йил ичидә асия вә явропа әллирини туташтуридиған төмүр йол, авиатсийә қатниши вә ташйол линийиси ясап чиқиш пиланида пикир бирлики һасил қилди.

Мәзкур пилан таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбидә өткүзүлгән, әзәрбәйҗан, хитай, моңғулийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ мәркизи асия иқтисади һәмкарлиқ гәвдисигә әза дөләтләрниң баш министирлири қатнашқан йиғинда оттуриға қоюлуп мақулланған.

Ройтерс агентлиқида көрситилишичә, бу йиғин асия тәрәққият банкиси тәрипидин оюштурулған болуп, мәзкур қурулуш пиланида әслидә бар болған қатнаш линийисини асас қилған һалда йәнә йеңидин 6 чоң қатнаш линийиси ечилип, русийә, һиндистан вә шәрқий җәнуби асия әллирини туташтуруш оттуриға қоюлған.

Мәлум болушичә, мәркизи асия иқтисади һәмкарлиқ гәвдисигә әза дөләтләр, хәлқаралиқ пул муамилә органлиридин 18.7 Милярд доллар иқтисади ярдәм елип, бу қурулуш түригә мәбләғ салидиған болуп, мәзкур қатнаш линийиси қурулушидики асасий мәқсәт болса, оттура асия әллириниң әвзәл җуғрапийилик шараитидин техиму яхши пайдилиниш вә район характерлик қурулушлардики өз ‏- ара һәмкарлиқини күчәйтиш икән.

Таҗикистан пайтәхти дүшәнбидә елип берилған йиғинға йәнә, явропа қайта қуруш вә тәрәққият банкиси, хәлқара малийә фонди, ислам тәрәққият банкиси дуня банкиси вә асия тәрәққият банкиси қатарлиқ пул муамилә орунлири иштирак қилған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.