Қирғизистандики сиясий давалғуш, хитай- қирғизистан содисиға тәсир йәткүзди


2005.04.28

Қирғизистан президенти әсқәр ақайефниң ағдурулуш вәқәсидин кийин келип чиққан сиясий долқун сәвәбидин, хитай билән қирғизистан арисидики сода миқдари тез төвәнлиди.

Хитай хәвәр ториниң пәйшәнбә күнидики хәвиридин ашкарилинишичә, икки дөләт арисидики асаслиқ чегра еғизи болған торғат чегрисидин өткән малларниң сода соммиси бу йилниң алдинқи төт ейида 20 милйон 730 миң доллар болған. Бу, өткән йили охшаш вақиттикидин 43٪ кә йеқин төвәнләп кәткән. Болупму, кийин- кечәк вә рәхт екиспорти әң чоң тәсиргә учриған.

Торғат тәкшүрүш понкитидики әмәлдарлар, икки дөләт оттурисидики сода миқтариниң төвәнләп кетишигә асаслиқи қирғизистан таможна даирилириниң адәм алмаштуруши вә таможна сияситиниң өзгиришиниң сәвәбчи боливатқанлиқини, буниңдин сирт, нурғун содигәрләрниң қирғизистан вәзийитиниң муқимлишишини күтүватқанлиқини билдүргән.

Бирақ, бир қисим оттура асия ишлири күзәткүчилири, қирғизистандики сиясий өзгириштин кейин тәхткә чиққан йеңи қирғиз рәһбәрлириниң хитай билән болған сода вә сиясий мунасивәтләрдә сабиқ президент әсқәр ақайефдәк қизғин болмайватқанлиқини билдүрмәктә.

27 - Март күни қирғизистандики нарази болған хәлқ 15 йил һакимийәт йүргүзгән сабиқ президент әсқәр ақайефни ағдуруп ташлиған иди. Қирғизистандики өктичиләр, әсқәр ақайефниң хитайға көп йол қойғанлиқини тәнқидлимәктә.

Икки дөләтниң һәрбий алақиси 2001 - йили априлда йүз бәргән икки дөләт айропиланиниң соқулуш вәқәсидин кейин тохтап қалғандин кейин, америка- хитай өткүзгән үчинчи қетимлиқ дөләт мудапиә сөһбити болуп һесаблиниду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.