Өзбекистан соти диний әсәбийлик билән әйибләнгән 20 киши үстидин һөкүм чиқарди


2005.07.07

Өзбекистан соти, пәйшәнбә күни 20 кишини йәр асти радикал исламий тәшкилатниң әзаси дәп әйибләп, бәш йилдин 17 йилиғичә қамақ җазасиға һөкүм қилди.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қамақ җазасиға һөкүм қилинғанларниң һәммиси ташкәнтниң охшаш наһийисидин болуп, асаси қанун түзүмини ағдурушқа урунуш җинайити билән әйибләнгән.

Әйибләнгүчиләрниң адвокати рустәм рәхмәтуллайоф, берилгән һөкүмниң интайин еғир икәнликини тәкитләп, сотчи бизниң әрзимизни қәтий нәзәргә алмиди дегән.

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сотниң һөкми сот әтрапида топланған әйибләнгүчиләрниң уруқ- туғқанлири арисида қаттиқ ғулғула қозғиған. Бир нәпәр кишилик һоқуқ паалийәтчиси сақчи тәрипидин тутуп кетилгән.

Сот әтрапида топланған бәзи анилар, немә үчүн намаз оқиғанларға бундақ қаттиқ җаза берилиду, дәп өзлириниң сотниң һөкмигә болған наразилиқини билдүргән.

Бу, 13- май күни әнҗанда йүз бәргән вәқәдин кейин, өткүзүлгән тунҗи чоң көләмлик сотлаш һесаблиниду. Әнҗандики вәқәләр 23 содигәрниң исламий тәшкилатларға ярдәм қилған дәп қолға елиниши нәтиҗисидә келип чиққан иди.

Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири президент ислам керимоф һөкүмитини, хәлқара террорчилиққа қарши уруштин, диний пәризини ада қилған кишиләрни бастуруш үчүн пайдилиниватиду дәп әйиблимәктә. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.