Русийә таҗикистанда һәрбий база қурди


2004.10.17

Русийә президенти владимир путин йәкшәнбә күни таҗикистандики тунҗи русийә һәрбий базисиниң ечилиш мурасимиға қатнашти. 5000 Кишилик русийә қошуни турғузилидиған таҗикистандики мәзкур база, русийәниң чәтәлдики әң чоң вә шундақла 2 - һәрбий базиси болуп қалиду. Русийә буниң алдида қирғизистанда һәрбий база қурған. Русйә дөләт мудапиә министири сергей иваноф : “ һәрбий база москваниң райондики муқимлиқ әндишисини намаян қилиду” дәп тәкитлигән. Таҗикистан президенти имам әли рахманофниң қатнишиши билән өткүзүлгән дүшәнбидики мурасимда русийә призденти владимир путин : “ мәзкур база оттура асия вә сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлириниң тинчлиқи вә муқимлиқида муһим рол ойнайду” дәп көрсәтти.

У һәрбий база ечиш пилани террорчилар, диний радикал күчләрниң һуҗумини тосайдиғанлиқи, шундақла зәһәрлик чекимлик тиҗарити вә тәшкиллик җинайи һәрикәтләргә қарши күрәшкә ярдәм беридиғанлиқини илгири сүргән. Хәвәрләргә қариғанда һәрбий база русийигә 49 йиллиқ муддәт билән иҗаригә берилиши, чегра бойидики нурәк қаравулханисини русийә қисимлириға өткүзүп берилиши мумкин. Буниң бәдилигә русийә таҗикистандин алидиған 300 милйон доллар қәрзиниң 240 милйонини кәчүриветиду. Русийә президенти хитайда елип барған 3 күнлүк зияритидин кейин таҗикистанға кәлгән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.