Афғанистанда тутуп туриливатқан талибан гумандарлиридин 85 и қоюп берилди


2005.01.17

Америка һәрбий хадимлири, йәкшәнбә күни афғанистандики америка һәрбий базилирида тутуп туриливатқан талибан гумандарлиридин 85 кишиниң қоюп берилгәнликини билдүрди.

Уларниң йетишичә, мусулманларниң әң чоң икки диний байриминиң бири һесабланған, қурбан байриминиң йеқинлишиши мунасивити билән қоюп берилгән талибан гумандарлириниң һечбири бихәтәрлик үчүн чоң бир тәһдид һесапланмайдикән.

Бәзи мулаһизичиләрниң билдүрүшичә, йеқинда афғанистан һөкүмити америка тәрәптин чоң бир җинайәт садир қилмиған вә талибан гумандари дәп тутуп туриливатқан кишиләрниң қоюп берилишини тәләп қилған икән.

Лекин, бәзи хәвәрләргә қариғанда, америка һәрбий хадимлири мөтидил талибанларни афғанистан һөкүмитиниң кәчүрүм тәклипини қобул қилишқа үндәш үчүн мәзкур талибан гумандарлирини қоюп бәргән.

Афғанистан президенти һамид карзай вә америкиниң афғанистандики баш әлчиси зәлмәй хәлилзад йеқинда әл-қаидә билән мунасивити болмиған вә җинайәт өткүзмигән талибанларниң афғанистанға қайтип келишини қарши алидиғанлиқини билдүргән иди.

Әмма афғанистан президенти һамид карзайниң баянатчиси һамит илмий, йәкшәнбә күни 85 талибан гумандариниң қоюп берилишиниң һөкүмәтниң кәчүрүм тәклипи билән мунасивәтсиз икәнликини тәкитлиди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.