Афғанистандики тоқунушларда аз дегәндә 40 талибан җәңчиси өлди


2005.07.26

Афғанистан миллий армийиси вә америка һәрбий қисимлириниң афғанистанниң җәнубий райониға җайлашқан урузган өлкисидә талибан қалдуқлириға қарита елип барған бир қетимлиқ тазилаш һәрикитидә аздигәндә 40 талибан җәңчиси өлгән.

Франсийә агентлиқиниң афғанистанниң қәндәһар шәһиридин хәвәр қилишичә, афған миллий армийиси вә америка қисимлири билән талибан җәңчилири оттурисида йүз бәргән тоқунушларда бир америка әскири өлгән.

Талибанларниң баянатчиси молла абдулләтип һакими, бу қетимқи һуҗумниң талибанлар үчүн еғир бир зәрбә һесаблинидиғанлиқини һәмдә америка қисимлириниң һуҗуми нәтиҗисидә талибанларниң урузган өлкисидики асаслиқ базисиниң пүтүнләй вәйран қилинғанлиқини билдүрди.

Афғаниситанда 18 - сентәбир күни елип берилидиған парламент сайлими һарписида, талибан вә әлқаидә қалдуқлири һуҗумлирини күнсери күчәйтмәктә. Бу йил афғанистанда йүз бәргән тоқунушлар вә террорлуқ һуҗумлирида 800 дин артуқ адәм өлгән болуп, бу йилниң алдинқи йәттә ейи ичидә өлгән америка әскәрлириниң сани 38 гә йитиду. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.