Түркистанлиқ тарихшунас доктор баймирза һайит вапат болди


2006.11.01

Түркистанлиқ буюк билим адими, түрколог, доктор баймирза һайит 10-айниң 31-күни әтигәндә германийидә аләмдин өтти. Доктор баймирза һайит 1917-йили өзбекистанниң наманган вилайитидә туғулған болуп, 1937-йили ташкәнт университети тарих факултетини пүттүргән. Баймирза һайтиниң бүгүнгичә түркистан һәққидә язған йүзләрчә мақалилири вә китаблири бар. Униң немис тилида йезилған "түрк дунясида рус империализминиң аяқ излир", "совет иттипақидики түркий милләтләрниң вә исламийәтниң бәзи мәсилилири", "басмичилар йәни 1917-йилидин 1934-йиллирида түркистан милли инқилаби", "рус ишғали астидики түркистан вә ислам", "русийә билән хитай оттурисида түркистан" қатарлиқ китаблири түркчигә тәрҗимә қилинип нәшир қилинған.

Тарихчи, түрколог, доктор баймирза һайти ташкәнт университетини пүттүргәндин кейин узун йил өзбекистанда оқутқучилиқ қилған. 1939-Йили 12-айниң 23-куни 2-дуня урушиға қатнишиш үчүн мәҗбури һалда совет қизил армийисигә қобул қилинип полшаға кәлгән. 1941-Йили билоросийиниң слутск шәһиридә немис армийисигә әсир чүшкән. Бу мәзгилдә париста яшаватқан мустафа чоқайниң ярдими билән әсир кампидин қутулуп германийигә йәрләшкән. 1947-Йили мунстәр вәстфалн университетиниң пәлсәпә бөлүмини пүттүргән мирза һайит пәлсәпә пәнлири бойичә докторлуқ унванини алған. У ахирқи нәписигичә дуняниң һәрқайси җайлирида нурғунлиған илми муһакимә йиғинлириға қатнишип, нурғун университетларда лексийә берип түркистан тарихи вә давасини аңлатқан. Биз баймирза һайтиниң кишилики вә тәтқиқатлири һәққидә мәлумат елиш үчүн түркийидики өзбек алимлар билән телефон зиярити елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.