Қирғизистандики ялқун хитайға тутишамду?
2005.04.08
Германийидә чиқидиған "йеңи дачланд" гезитиниң хәвәр қилишичә, қирғизистандики йеқинда йүз бәргән хәлқ инқилаби бейҗиң даирилирини чоңқур қайғуға салған.
"Йеңи дачланд гезити" ниң " қирғизистандики ялқун хитайға тутишамду?" дегән темидики мақалисида мундақ дәйду: " гәрчә хитай ташқи ишлар министирлиқи қирғизистан вәзийитиниң тезрәк муқимлишип, хитай - қирғиз достлиқиниң изчиллиқини үмид қилсиму, амма шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң хитай баш катипи, 'вәзийәт бизни чоңқур қайғуға салмақта' дәп тәкитлигәнлики, бейҗиң даирилириниң бу һәқтики әндишисиниң чоңқурлуқини әкс - әттүриду."
Қирғизистан ақайев дәвридә хитайниң уйғур миллий азадлиқ һәрикитигә қарши истиратигийилик шерики болупла қалмай, иқтисади җәһәттики истратегийилик әһмийити муһим дөләт иди.
Бейҗиң һөкүмитиниң нурғун мәсилиләрдә хәтәргә дуч келиватқанлиқини тәкитлигән "йеңи дачланд" гезити, " хитайлар бешкәктики йеңи рәһбәрләрниң қирғизистандики уйғурларға паалийәт бошлуқи яритип беришидин шундақла бу уларниң уйғур аптоном районидики қериндашлирини бейҗиңгә қарши тиркишишкә җасарәтләндүрүшидин әнсирәйду," дәп көрсәтти.
"Йеңи дачланд" ниң илгири сүрүшичә, қирғизистандики өзгириш хитай билән қирғизистан оттурисидики узун мәзгиллик бәзи пиланларниң кечикишигә елип бериши мумкин. Кечикиш иһтимали бар бу пиланлар, ирандин уйғур аптоном райониғичә созулидиған нефит турубиси шундақла үрүмчидин бешкәк вә ташкәндкичә баридиған 600 к м узунлуқтики төмүр йолини өз ичигә алидикән. "Йеңи дачланд" гезити, " бешкәктики йеңи рәһбәрләрниң юқириқи пиланларға давамлиқ қизиқиш яки қизиқмаслиқи бир мәсилә," дәп көрсәтти. (Әркин)