Пакистан –афғанистан чегра районида тоқунуш йүз бәрди
2006.03.05
Америка авази радиосиниң пакистан мәнбәлиригә асаслинип учур беришичә, шәнбә күни партлиған пакистан билән афғанистан чегрисидики шималий вәзириситан районидики қораллиқ тоқунушта исламий күчләрниң 46 адими өлтүрүлгән һәмдә үч нәпәр пакистан һөкүмәт әскири өлгән икән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, пакистан һәрбий даирилири тик учар айропиланлирини чиқирип, бу районға ракета атқан.
Хәвәрдин мәлум болушичә, пакистан-афғанистан чегрисидики бу җайларда пакистан һөкүмәт күчлири билән шу җайдики қәбилиләр арисидики бу қораллиқ тоқунуш өткән һәптиниң бешида башланған болуп, пакистан тәрәп мираншаһ районидики җәңдә 40 нәччә нәпәр исянчиниң өлтүрүлгәнликини көрсәткән.
Шималий вәзириситан районидики тоқунушлар хели узундин буян давамлашқан болуп, пакистан һөкүмәт күчлири бу районда техичә өзиниң мутләқ үстүнлүкини тиклийәлмигән. Йәрлик қәбилиләрниң исянчи қошунлириниң қаршилиқ һәрикәтлири күнсайин күчийишкә қарап йүзләнгән.(Үмидвар)









