Айтматоф, ортақ түркий тил тәрәққияти һәққидә тохталди
2004.09.19
Чиңгиз айтматоф, уйғур китабханлар әсәрлирини әң яқтуруп аңлайдиған қирғиз язғучиларниң бири. У йеқинда түрк дунясини түркий хәлқләргә ортақ болған киночилиқ, тиятирчилиқ, музика вә әдәбият яритишқа чақирди.
Айтматоф мәзкур пиланни әмәлгә ашурушқа узун вақит кәтсиму, бирақ ахирқи һесабтики мәқсити ортақ түркий тил яритиш мусаписини илгири сүрүш дәп тәкитлигән. У мундақ дәйду, йеңи сөзлүкләр тиллар оттурисидики пәрқләрни түгитиши, ортақ сөзлүкләр вә түркий тил инсиклопидийиси түзүп чиқиш керәк. Айтматоф, бу сөзләрни түркийә измир сода җәмийитиниң қирғизистанни зиярәт қилиш өмики билән көрүшкәндә қилған.
Ортақ түркий тил яритиш мәсилиси, 1991 - йили оттура асиядики сабиқ совет иттипақи түркий җумһурийәтлири мустәқиллииққа еришкәндин кейин оттуриға қоюлған. Бирақ, һазирғичә ортақ түркий тили яритиш мәсилиси түркий җумһурийәтләрдики һөкүмәтләр тәрипидин қизғин муамилигә учримиди, шундақла бу җәһәттә чоң илгириләшму болмиди. Чиңгиз айтматоф дуняға тонулған атақлиқ қирғиз язғучиси. У , өзиниң рус тилидики "ақ кемә" , "йәр ана" , "җәмилә" , "хәйр-хош гүлсарә" , шундақла "йүз йилға тәң бир күн" намлиқ әсәрлири арқилиқ тонулуп, нобил әдәбият мукапатиға намзат қилип көрситилгән. (Әркин)