Өзбек кишилик һоқуқ паалийәтчиси қазақистанда қолға елинди
2005.07.05
Өзбек кишилик һоқуқ паалийәтчиси лутпулла шәмшидинов, қазақ сақчилар тәрипидин алма-атада қолға елинди.
Лутпулла шәмшидинов, әнҗан вәқәси үстидин тәкшүрүш елип бериватқан кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бири иди . У 13 - майдики әнҗан қирғинчилиқидин кейин аяли вә бәш балиси билән қазақистанға қечип барған шундақла б д т тәрипидин мусапирлиқ салаһийити берилгән иди. Шәмшидинов аилисиниң ашкарилишичә, у дүшәнбә күни икки нәпәр қазақ сақчи тәрипидин тутуп кетилгән. Униң аилисидикиләр, қазақистан даирилириниң шәмшидиновни өзбекистанға өткүзүп беришидин әнсиримәктикән.
Мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати қазақистан даирилирини агаһландуруп, шәмшидинов өзбекистанға өткүзүп берилсә, " тән җазасиға учраш еһтимали муқәррәр," дәп көрсәтти.
Қазақистан һөкүмити илгири уйғур аптоном районидин қазақистанға қечип чиққан үч уйғур мусапирни хитайға қайтуруп бәргән. Хитай һөкүмити уларни өлүм җазасиға һөкүм қилған иди. Бу вәқә қазақистан вә чәтәлдики уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиған.
Б д т мусапирлар мәһкимисиниң әмәлдари нарасимха равниң билдүрүшичә, , б д т мусапирлар мәһкимиси шәмшидиновниң из - дерикини қилмақтикән. Лутпулла шәмшидинов, өзбекистан президент ислам кәримов, қазақистан президенти нурсултан назарбайевлар русийә, хитай қатарлиқ дөләтләр билән астанида учрушуштин бир күн илгири қолға елинди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Муһәммәд салих, ислам әсли дин тәриқәтчилики өзбекистанға тәһдит селиватқанлиқини рәт қилди
- Кофи аннан қирғизистан президенти билән өзбек мусапирлар тоғрисида сөзләшти
- Қирғизистан 29 нәпәр өзбек мусапирини қайтуруп бәрмәйдиған болди
- Б д т, қирғизистандин өзбек мусапирлирини қоғдишини тәләп қилди
- Б д т қирғизистан даирилириниң 4 нәпәр өзбек мусапирни дөлитигә қайтуруветиш һәрикитини әйиплиди