Қирғизистан һөкүмити әсқәр ақайевниң күй оғлини тутуш буйруқи чиқарди
Қирғизистанниң дөләтлик "қабар" агентлиқиниң учуриға қариғанда қирғизистан баш тәптиш мәһкмиси сабиқ президент әсқәр ақайевниң күй оғли адил тойғонбайевни зор миқдарда баҗ оғрилиғанлиқ, дөләт мал-мүлкини хиянәт қилғанлиқ билән әйибләп, хәлқаралиқ сақчи оргиниға мураҗәт қилип, уни издәп тутуш байриқи чиқарған.
Әсқәр ақайевниң күй оғли адил тойғонбайев әсли қазақистан пуқраси болуп, у ақайевниң қизи бермәт ақайеваға өйләнгән. У, ақайев дәвридә қирғизистандики әң чоң икки ширкәтни игилигән болуп, бу ширкәтләр бишкәктики айропилан истансиси һәмдә бу җайдики и америка һәрбий базисини йеқилғу билән тәминләш тиҗарити билән шуғулланған. У, қирғизистанниң енергийә саһәсини пүтүнләй өз алдиған монопол қиливалған икән. Тойғонбайев алтә йил ичидә 16 йерим милйон доллар баҗ оғрилиған.
Хәвәрләргә қариғанда адил тойғонбайев әсқәр ақайев вә униң аилә әзалири билән биргә 3-айдики инқилабтин қорқуп қечип кәткән болуп, униң қазақистанға йошурунғанлиқи билдүрүлмәктә. (Үмидвар)