Өзбекистанниң вәзийити һәққидә түрлүк анализлар мәйданға кәлмәктә
2007.08.23
Хәлқарадики тәтқиқат мәркәзлиридин бири болған, хәлқара кризис гурупписи өзбекистандики вәзийәт һәққидә доклат елан қилип, өзбекистанниң һазирқи вәзийити һәм өзбекистан үчүн һәм район үчүн хәтәрлик дәп көрсәтти.
Доклатта баян қилинишичә, президент кәримофниң вәзипә өтәш муддити аллиқачан ахирлашқан болсиму, әмма һазирғичә кәримофниң президентлиқ вәзиписини тапшурудиғанлиқи тоғрисида һечқандақ бишарәт мәвҗут әмәс икән. Доклатта ейтилишичә, бу вәзийәт, өзбекистанда президент кәримофтин кейин, һакимийәт талишиш җедили йүз беришиниң мумкинчилики вә бу җедәлниң тоқунушларға сәвәб болуш еһтималлиқиниң барлиқини көрситидикән.
Хәлқара кризис гурупписиниң муавин рәиси җон гринвалд мәзкур доклат һәққидә азадлиқ радиосиға бәргән баянатида," көрүнүштә өзбекистандики вәзийәт нөвәттә хели тинчтәк көрүниду. Лекин хәтәр алдимизда" дегән.
Баянатида, өзбекистандики кишилик һоқуқ вәзийитиниң күнсери начарлишиватқанлиқини тәкитлигән гринвалд, кишилик һоқуқ паалийәтчилири, мухбирлар вә сиясий өктичиләргә қаритилған бастурушниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқини билдүрди.
У, явропа иттипақидин өзбекистанға қарита йолға қойған чәклик имбаргосини давамлаштурушини тәләп қилди шундақла хәлқара җамаәтни өзбекистан рәһбәрлириниң чәтәлләрдики мал-мүлүклирини мусадирә қилишқа чақирди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистан коммунистлири америкини хитайға тәһдит салмаслиққа чақирди
- японийә қирғизистанға актип ярдәм бериду
- Оттура асия рәһбәрлири диний әсәбиликниң райондики тәһдитини көптүрүвәткән
- Түркмәнистан вә афғанистан йеңи туруба йоли ясашни пиланлимақта
- Өзбекистан парламинти өлүм җазасини бикар қилишини мақуллиди
- Өзбекистанлиқларниң қул әмгикигә селиниши еғир болмақта
- Президент ислам кәримоф, вәзипә өтәш муддитини узартмақчиму?
- Путин оттура асия рәһбәрлири билән көрүшти
- явропа иттипақи мәркизий асия дөләтлиригә 12 милйон доллар бәрди