Ваң лечуән қирғизистанни зиярәт қилмақчи
2004.11.15
Хитайниң уйғур елидики партком секритари ваң лечуән, 15 - ноябирдин 17 - ноябирғичә қирғизистанни зиярәт қилмақчи.
Әнглийә б б с радио телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, ваң лечуән бу сәпирини қирғизистан баш министири николай танайефниң тәкливигә бинаән елип баридиған болуп, у зиярити җәрянида йәнә қирғизистан президенти әсқәр ақайеф билән көришидикән.
Шундақла улар учришишта асаслиқи, икки дөләт оттурисидики сиясий, иқтисадий һәмкарлиқ, инсанпәрвәрлик ярдәм вә мәдәнийәт алмаштуруш темилирида сөһбәтлишидикән. Буниң ичидә йәнә әң муһим тема 2004 -йилдин 2014 - йилғичә болған икки дөләт һәмкарлиқ программиси болидикән.
Ваң лечуән қирғизистандики сәпири җәрянида йәнә, муавин баш министир қубанчбек җумалийев һәмдәәиқтисадий тәрәққият, санаәт вә сода министири амангәлди муралийев қатарлиқлар биләнму көрүшидикән. (Пәридә)