Қирғизистандики "интизар" уйғур телевизийә программисиниң 15 йиллиқи хатириләнди
2004.11.02
1989 – Йили бешкәк шәһиридики бир қисим уйғур зиялийлириниң тәшәббуси вә тиришчанлиқи билән, қирғизистан телевизийидә уйғурчә көрситиш бөлүми қурулған иди.
"Интизар" дәп аталған уйғурчә көрситиш программиси, қирғизистандики уйғурларниң иҗтимаий вә мәдәний һаятини бейитишта өз һәссисини қошуп, уйғур һаятини телевизор арқилиқ республика хәлқигә тонуштуруп кәлди.
"Интизар" ниң 15 йиллиқи мунасивити билән, қизғиз дөләт телевезийиси студиосида хатириләш паалийити болуп өтти.
Буниң тәпсилатини қирғизистандики ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлиғайсиләр
©
2004 Radio Free Asia