Бешкәктики уйғурлар әнҗанда қурбан болған бигунаһ кишиләрни хатирилиди


2005.05.25

23-Май күни қирғизистанниң бешкәк шәһиридики уйғурлар зич олтурақлашқан токулташ мәһәллисидә хәтмә – қуран паалийити өткүзүлүп, әнҗанда қурбан болған бигунаһ кишиләр үчүн дуа қилинди.

Ақсақаллар кеңиши әзалири уюштурған мәзкур йиғинда, қирғизистандики демократийә һоқуқ қоғдаш тәшкилатиниң мәсуллири доклат берип, әнҗандики вәқәләрниң җәряни вә тәрәққияти һәққидә тохталди. Йиғин қатнашқучилири диктатор керимофқа болған наразилиқини билдүрди.

Бу һәқтики мәлуматни, қирғизистанда турушлуқ ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.