" Қазақистан хитай ширкитиниң қаражанбас нефитликини сетивелишини тосаш керәк"
2006.11.17
Қазақистан енергийә министири хитай җуңшин малийә гуруһиниң қазақистан қаражанбас нефитликини бир милярд 900 милйон долларға сетивелишини тосайдиған җиддий тәдбир елиши керәк, дәп көрсәтти.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәрқилишичә, қазақистан енергийә министири бақтиқоҗа измуқамбәтов,қазақистан парламентиниң бир комитетида сөз қилип, " биз қаражанбас мунайни сетиш содисиға қарши җиддий тәдбир елишимиз керәк " дәп тәкитлигән.
Хитайниң җуңшин малийә гуруһи 10 - айниң 26 - күни бир канада нефит ширкитидин қазақистанниң қаражанбас нефитликини сетивалмақчи болуватқанлиқини җакарлиған иди. Қаражанбас нефитликини ечиш һоқуқи 2020 - йилиғичә канада нефит ширкитиниң игидарчилиқида иди. Җуңшин гуруһи бу содиниң бу йил ичидә тамамлинидиғанлиқини билдүргән. Лекин бу сода қазақистан парламентидики бәзи әзаларниң қарши турушиға учриди. Улар қазақистан нефит игилики хитайға һәддидин зиядә йөлүнүп қелишидин әнсиримәктә. Қазақистан һөкүмити енергийә министириниң баянатиға һазирғичә һичқандақ инкас қайтурмиған.
Әгәр бу сода әмәлгә ашса, қаражанбас нефитлики хитай ширкәтлири тәрипидин сетивелинған 2 - қазақистан нефит әслиһәси болуп қалатти. Буниңдин бурун 2005 - йили 8- айда хитай дөләтлик нефит ширкити 4 милярд долларға қазақистан нефит ширкитини сетивалған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә баш министириниң хитай зияритидә ениргийә һәмкарлиқи илгири сүрүлди
- Хитайниң CITIC ширкити қазақистандики канада нефит ширкитини сетивалмақчи
- Хитай -түркмәнистандин нефит гази импорт қилиш газ туруба қурулушини мақуллиди
- Қазақистан: җуңго или - ертиш дәрялириниң сүйини қалаймиқан ишләтмәктә
- Атасу-алатав нефит турубиси сода характеридики нефит импортини рәсмий башлиди