Қирғизистан йәнә бир қетим хитайниң қирғизистанда һәрбий база қуралмайдиғанлиқини җакарлиди
Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфел бишкәкни зиярәт қилип, манас айродромидики америка һәрбий базисиниң давамлиқ сақлинидиғанлиқи һәққидә қирғизистан һөкүмити билән келишим һасил қилғандин кейин, қирғизистан муавин баш министири әдһәм мадамаров баянат елан қилип, қирғизистанда америка вә русийә һәрбий базисидин башқа хитай һәрбий базисиниң қурулмайдиғанлиқини елан қилди. Бу һәқтә қирғизистанниң "қабар" агентлиқи учур тарқатқан.
Қирғизистандики демократик инқилабтин кейин вәзипигә олтурған бу муавин баш министир өзиниң қазақистан зиярити җәрянидики билдүрүшичә, хитайниң қирғизистанда һәрбий база қуруш мәсилисиниң илгири юқири дәриҗилик рәһбәрләр арисида музакирә қилинғанлиқи, әмма бешкәкниң мәйданиниң буниңға қошулмайдиғанлиқини тәкитләп," биз мәмликитимизни һәрбий –сиясий нуқтиға айландуруп қоюшни халимаймиз, бизниң қирғизистанниң игилик һоқуқини қоғдашқа маддий байлиқимиз вә күчимиз йетиду" деди.
Йеңи бишкәк һөкүмити илгириму қирғизистанда хитайниң һәрбий база қурушиниң мумкин әмәсликини билдүргән иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Роза отанбайева, хитайниң қирғизистанда һәрбий база ачидиғанлиқини инкар қилди
- Өзбекистан америка һәрбий базисини тақашни елан қилди
- Иваноф, русийиниң америка һәрбий қисимлири тоғрисида оттура асия дөләтлиригә бесим ишләткәнликини рәт қилди
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди
- Қирғизистан һөкүмити, қирғизистандики америка қисимлириниң узун муддәт бу дөләттә туридиғанлиқини билдүрди